Бізбен байланыс
kum2017@yandex.ru
WhatsApp: +7 705 241 87 47


Әмгәк билән әр көкирәр

30 қараша 2016, Сәрсенбі
Категориясы: Бастауыш сынып
Дәрисниң мавзуси: «Әмгәк билән әр көкирәр» мавзусида өткәнләрни тәкрарлап, бәкитиш.
Оқуш 4 - синип
Дәрисниң мәхсити: 1. Мавзу бойичә оқуғучиларниң алған билиминиң нәтижисини ениқлаш
2. Оюн түрлирини пайдилиниш арқилиқ оқуғучиларни билимин кәңәйтиш
3. Әмгәксөйгүчлүккә, адиллиққа, бириликкә тәрбийәләш.
Дәрис түри: Қелиплашмиған
Дәрис типи: сәйяһәт дәриси
Пайдилинидиған стратегияләр:
Көрнәкликләр: Сүрәтләр, фотосүрәтләр.

І уюштуруш қисми
Саламлишиду, бәлгүләйду.
«Әмгәк» сөзигә испат болалайдиғн сөзләрни қошуп, бир - биригә тиләкләр ейтқузиду.

ІІ мәхсити
Тонуштуруш
Оқуғучиларға әмгәкчиләр колхозиға сәйяһәткә баридиғанлиғи тоғрисида вә уларға мүмкинчилигиниң баричә ярдәм берип қайтидиғанлиғи тоғрисида чүшәндүриду, сәйяһәт вақтида нәзәр салидиған алтун қаидиләрни әскә салиду.

ІІІ Асасий бөлүм
Давамлаштур
Һәр - бир тапшурмидин кейин оқуғучиларға баһа берип маңиду.
А. Сәйяһәткә баридиған оқуғучиларниң тизимини елиш.
Мавзуға бағлинишлиқ мақалларни таллап алиду, мақалниң баш тәрипини ейтиду, мақалини давамлаштурған оқуғучиларни бир сәпкә тизиду (мүмкин қәдәр оқуғучиларниң барлиғиға мүмкинчилик яритиду)
Ә. «Қени балилар әнди һәммимиз сәйяһәткә атлиниш үчүн икки автобусқа олтиримиз», дәп икки қатардики партиға олтарғузиду
Б.
1. Балилар йол узун зерикип қалмайли, һәммимиз хор билән «Дехан болумән» дегән шеирни ейтқач маңайли
2. Қараңлара балилар бу йәрдә тонур нан сетилидикән, тохтап нандин еғиз тегәйли. Тонур тоғрисида немә билисиләр?
Ярайсиләр, сәйяһитимизни давамлаштуримиз.

3. Балилар аңлаватамсиләр?! Жиңналғучларниң авазини ян - яқларға учуп - қонуп жүриду, сәп - селип қараңлара йәрдики чүмүлиләрни?!
Уларниң тинимсиз әмгиги тоғрисида билидиғиниңлар барму?
4. Балилар биз бир орманлиқниң ичигә кирип кәттуқ, қараңлара немә дегән гөзәллик бу?!, әву кетип барғанлар очиларму немә!?, очи Өмәржан һекайисини аңлиғиниңлар барму?
5. Манә балилар биз әмгәкчиләр колхозиға йетип кәлдуқ, һәммимиз автобустин чүшәйли?!,
Манә бу силәрниң алдиңларда турған дехан атаңлар.
Оқуғучилар қени араңларда ким «Ата вәсийити» тоғрисидики һекайини ейтип бериду.

бастауыш сынып мұғалімі
Мансурова Саниям Нураевна

Назар аударыңыз! Жасырын мәтінді көру үшін сізге сайтқа тіркелу қажет.
2 513
0
  • 0
0 дауыс


Жаңалықтар
Жүмлә
Жүмлә
Оқуғучиларниң яш алаһидилигигә бағлинишлиқ һаятий жүмлиләрни мисалға кәлтүрүш арқилиқ оқуғучиларниң билимини кәңәйтиш.
Тәсвирий сәьәт түрлири билән жанрлири
Тәсвирий сәьәт түрлири билән жанрлири
Алмута облиси, Уйғур наһийәси, Ават йезиси И Искәндәров намидики оттура мәктәпниң тәсвирий сәнъәт муәллими Кейинова Чолпаням
Л. Н. Толстой. Акула
Л. Н. Толстой. Акула
Муәллим: Асипова Русиям
Симфониялик музыка
Симфониялик музыка
Алматы облысы, Ұйғыр ауданы, Дүбін орта мектебі музыка пәни муәллими: Розахунов Владимир Амзахунович
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси №5 оттура мәктәп Башланғуч синип муәллими Важитова Айнурям Садикжановна
Йәр тәврәш
Йәр тәврәш
Алмута вилайити, Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси, №5 ОМ Азиев Кудрят Нариманович
Пікірлер (0)
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
×