Бізбен байланыс
kum2017@yandex.ru
WhatsApp: +7 705 241 87 47


Компьютерлиқ вируслардин қоғдиниш. Файлларни архивлаш

21 қазан 2014, Сейсенбі
Категориясы: Информатика
8 «а, ә» синип
Дәрисниң мавзуси: «КОМПЬЮТЕРЛИҚ ВИРУСЛАРДИН ҚОҒДИНИШ. ФАЙЛЛАРНИ АРХИВЛАШ»
Дәрисниң мәхсити:
1. Оқуғучиларға компьютерлиқ вируслардин қоғдиниш, файлларни архивлаш бойичә алған билимини қелиплаштуруш;
2. Оқуғучиларни компьютерда компьютерлиқ вируслардин қоғдиниш, антивируслиқ программиларни жүкләш, файлларни архивлаш бойичә билимини тәрәққий әткүзүш вә пәнгә болған қизиқишини, әстә сақлаш, мәнтиқий қабилийәтлирини шәкилләндүрүш;
3. Оқуғучиларни өз алдиға компьютерда ишләшкә вә һәртәрәплимә билим елишқа, издинишкә тәрбийиләш, алған билимини өмүрдә пайдилинишқа йетилдүрүш.
Дәрис түри: арилаш дәрис
Қоллинидиған усул: баянлаш, соал - жавап, әмәлий элементларни пайдилиниш
Көрнәкликләр: дәрислик, компьютер, электронлуқ китап, интерактив тахта
Күтилидиған нәтижә:
 Компьютер вә файлларни зәһимләйдиған программиларни (вирус) вә уларниң пәйда болушини билиш;
 Компьютерни вә униңдики файлларни вируслардин сақлашни вә улар билән күришиш йоллирини, программиларни билиш, әмәлиятта пайдилиниш;
 Һәр қандақ файлларни архивлашни билиш вә униң әһмийитини чүшиниш.

Дәрис бериши
І. Уюштуруш қисми:: а/ Салашлишиш
ә/ Диққитини жәлип қилиш - психологиялик тренинг
б/ Синипни уюштуруш – 1 - 4кичә санап синипни 4 топқа бөлүш
ІІ. Дәрис плани: а) өй тапшурмисини сораш
б) техника бехәтәрлигини сақлаш
в) йеңи мавзу
г) бәкитиш
д) өйгә тапшурма
е) баһалаш
ІІІ. Өйгә бәргән тапшурмини тәкшүрәш.
Электронлуқ китаптики тест соаллириға жавап бериш
Йеңи мавзуни чүшәндүрүштин авал оқуғучиларға видеоролик (2мин) көрситилиду, йәни дәрисниң мавзуси ениқлиниду. Дәрис мәхсити вә күтилидиған нәтижә билән тонуштуруш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
1. Лекция
Компьютерлиқ вирус – бу өзлүгидин көпийишкә қабилийәтлик мәхсус программилар. Улар компьютер хатирисидә сақлиниватқан программилар вә файлларни бузуп, йоқитиши һәм компьютерни кардин чиқириши мүмкин.
Һаят кәчүрүш муһитиға қарап вирусларни 4 түргә бөлүшкә болиду. Уларни оқуғучилар өзлири ениқлап, топ билән талқилап, интерактивлиқ тахтиға 4 топ төвәндики жәдвални толтириду, 4 - топ жәдвалниң мәзмунини вә дәлиллирини тәкшүрәп, дуруслайду.

2. Интерактивлиқ тахта билән иш
І топ. Файллиқ
ІІ топ. Жүкләндүргүч (загрузочный)
ІІІ топ. Макровируслар
IV топ. Торлуқ

Башқа әмәлий программиларниң ичигә киргүзүлгән программилиқ кодниң блоклири. Вируслиқ код программини ишқа қошқанда тарқайду Асасий жүкләйдиған хатиригә яки жүкләйдиған секторға вирус жуқтуриду. ОС жүклигәндә жуқтурувалған тошиғучидин вирусниң жуқуши әмәлгә ашиду WORD һөжжәтлири вә EXCEL электронлуқ жәдвәллириниң һөжжәтлиригә вирус жуқтуриду. Һөжжәт файлини ачқанда жуқуш әмәлгә ашиду
Компьютерлиқ торлар арқилиқ компьютерға кириду вә уни зәхмиләйду. Интернет, электронлуқ почта

Вируслардин қоғдиниш үчүн компьютерға орнитип, уни периодлуқ түрдә йеңилап турушни тәләп қилидиған вирусқа қарши антивируслиқ мәхсус программилар пайдилиниду. Вирусқа қарши программиларниң иши файллар һәм программилардин вирусни йоқитиш вә диагностикидин ибарәт. Һазирқи вақитта вирусқа қарши программиларни бир нәччә типқа бөлүшкә болиду.
Оқуғучилар топ билән талқилап, уларни ениқлап, һәр биригә тәриплимә бериду вә компьютерда орунлайду. Техника бехәтәрлигини сақлаш қаидилирини әскә елиш.

1 - топ: Детекторлар – уларниң хизмити вирусларни тепиштин ибарәт. Һазирқи вақитта мундақ программилар аз қоллиниду, чүнки улар мошундақ программиларни ишләп чиққанларға тонуш вирусларнила издәп, тапиду. – электронлуқ китаптики №5, 7, 10 тапшурмини орунлаш.

2 - топ: Доктор - программилар – уларниң хизмити вирусларни тепипла қоймай, шундақла уларни йоқитиду, йәни зәхмиләнгән программидин уларниң кодини йоқитиду. Әң көп тонулған программиларға NORTON ANTI VIRUS, DOCTOR WEB, Касперский антивируси ятиду. – электронлуқ китаптики №5, 7, 10 тапшурмини орунлаш.

3 - топ: Ревизор - программилар – уларниң хизмити программиларниң компьютер вирус жуқтурмай турған һаләттики дәсләпки һалитини әстә сақлап, андин кейин керәклик түрдә униң еқимидики һалитини дәсләпкиси билән селиштуриду.
Компьютерлик вируслар билән күришиш үчүн турақлиқ түрдә вирусқа қарши программиларни йеңилап туруш керәк. – электронлуқ китаптики №5, 7, 10 тапшурмини орунлаш.
Компьютерлик торлар арқилиқ чапсан бериш үчүн файллар адәттә архиватор дәп атилидиған мәхсус программиларниң ярдими арқилиқ архивлиниду (қисилиду).

4 - топ: Архиватор - программилар бир яки бир нәччә файлларниң орниға бир архивлиқ файлни тәшкил қилиду.
Файлни архивлиқ файлға йезиш жәрияни архивлаш (жиғинчақлаш, қисип ораш), әнди файлни архивтин елиш – архивтин чиқириш (йешиш, оралғанни ечиш) дәп атилиду. Жиғинчақланған (қисилған) файл архив дәп атилиду. WinRar RAR вә ZIP архивлар билән ишләшкә мүмкинчилик бериду. – электронлуқ китаптики №1, 2, 3, 4, 6, 8, 9 тапшурмини орунлаш.

V. Дәрисни бәкитиш.
Электронлуқ китап билән ишләш. Тест

VI. Өйгә тапшурма: §13, 14 мавзусини компьютерлиқ вируслардин қоғдиниш, файлларни архивлаш оқуп келиш. 62, 65 бәттики тәкшүрүш соалларға жавап бериш, вирусланған компьютер яки файлларни тазилаш йоллирини тепиш.

VІІ. Баһалаш – баһалаш дескрипторлири арқилиқ баһалаш
Максимум 20 балл
0 - 7 балл –«2»
8 - 13 балл –«3»
14 - 17 балл –«4»
18 - 20 балл –«5»
2 357
0
  • 0
0 дауыс


Жаңалықтар
Сан һәққидә чүшәнчә
Сан һәққидә чүшәнчә
Сөз түркүмлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш вә нәзәрийәвий билимини әмәлиятта нәтижилик пайдилинишқа шараит яритиш.
Жүмлә
Жүмлә
Оқуғучиларниң яш алаһидилигигә бағлинишлиқ һаятий жүмлиләрни мисалға кәлтүрүш арқилиқ оқуғучиларниң билимини кәңәйтиш.
Л. Н. Толстой. Акула
Л. Н. Толстой. Акула
Муәллим: Асипова Русиям
Қазақ ханлиғиниң қурулуши. (Билингивальді оқыту)
Қазақ ханлиғиниң қурулуши. (Билингивальді оқыту)
Ғалжат оттура мәктиви тарих пениниң муәллими Хамраева Муһәббәтхан Жалалдинқизи
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси №5 оттура мәктәп Башланғуч синип муәллими Важитова Айнурям Садикжановна
Йәр тәврәш
Йәр тәврәш
Алмута вилайити, Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси, №5 ОМ Азиев Кудрят Нариманович
Пікірлер (0)
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
×