Бізбен байланыс
kum2017@yandex.ru
WhatsApp: +7 705 241 87 47


Заманивий муәллим-заманивий дәрис

14 қараша 2013, Бейсенбі
Категориясы: Тарих
Дәвир тәливи билим бериш процессиниң алдиға оқутуш жәриянини технологияләндүрүш мәсилисини асасий орунға қоймақта. Биз, Кембридж Университети билән бирликтә Назарбаев интеллектуаллиқ мәктивиниң түзгән программиси бойичә үч айлиқ курста өз билимимизни мукәммәлләштүрүп кәлдуқ. Программа мәзмуни оқутуш усуллири заманивий идеяларниң йәттә асасий модули сүпитидә берилгән. Курста бир - бири билән бағлинишқан йәттә модуль бойичә билим елип, уни дәристә пайдилинишниң қир - сирини үгәндим.

Оқуғучилиримни башқа четидин көрдүм, өзәмниң өзгәргинимни байқидим. Билим бериш вә билим елиштики йеңи усулларни бағлаштуруп синип оқуғучилириға топлуқ йәни жүплүк иш ясашта тәләпләр қойдум. «Бирини - бири тиңшаш, синипдишини чүшиниш, системилиқ сөзләш, өз пикрини ениқ билдүрүш». Синипниң өзини - өзи баһалиши, синиптики достлуқ атмосфериниң орниши, оқуғучиларниң ишәнчисини, тәләпчанлиғи билән мустәқиллигиниң тәрәққий етиши үчүн һәр түрлүк психологиялик усулларни пайдиландим.

Оқуғучилар тәнқидий турғудин ойлашни, өзини - өзи баһалашни, яш өзгүчилигигә бағлинишлиқ берилгән тапшурмиларни өз дәрижисидә орунлашни, топлуқ иш ишләшни яхши өзләштүрүп алди. Бу усуллар оқуғучиларни бирликтә ишләшкә үгитип, әхбаратни өз алдиға өзләштүрүшкә шараит пәйда қилиду. Өзгүчилиги дәристә бош қалидиған оқуғучи болмайду. Оқуғучиларниң алған билимини йәкүнләшкә униңға тәнқидий көз билән қарап, ойини ихчамлашқа үгитидиған усулни барлиқ дәрисләрдә қоллинишқа болиду. Сәвәви, оқуғучи бәлгүлүк мәлуматни ойидин өткүзүп, топлап, йәкүн чиқириш арқилиқ, оқуғанлириниң ичидин асасий мәсилисини ажритип, тез ойлашқа мүмкүнчилик алиду. Топ билән ишләш ихтидари пәйда болуп, ойини әркин йәткүзүп, мисал кәлтүрәләйдиған дәрижигә йетиду.

Мустәқил елимизниң дуния йүзи әллири билән деризиси тәң болуш үчүн униң асасий тутқучини тутидиған, дуния йүзини арилайдиған, бизниң қабилийәтлик балилиримиз. Пәрзәнтлиримизниң қабилийәтлик болуши үчүн мәктәпниң, ата - аниларниң вә жәмийәтлик орунларниң уларға беридиған тәрбийисиниң орни алаһидә. Чүнки, алған билимни әмәлиятта қоллинишниң өзи адәм пәзилитиниң утуқлириға бағлиқ. Келәчәктә йәттә модульни чоңқур өзләштүрүп, өз пәнимдә пайдилинип, риважландуримән. Униң үчүн оқуғучини ишләмчанлиққа, өз алдиға йешим чиқиришқа, аудитория алдида сөзләшкә, өзлигидин билим елишқа йол - йоруқ бериш керәк дәп билимән. Билим процессиниң нәтижилик болуши оқуғучиларниң билим мәзмунини чоңқур чүшинип, метатонуш қабилийитиниң өзгирип, тәнқидий жәһәттин ойлаш һәрикитиниң тәрәққий етиш дәрижисиниң өсүши нәтижисидә әмәлгә ашидиғанлиғини чүшәндим.

Назар аударыңыз! Жасырын мәтінді көру үшін сізге сайтқа тіркелу қажет.
2 915
0
  • 0
0 дауыс


Жаңалықтар
Сан һәққидә чүшәнчә
Сан һәққидә чүшәнчә
Сөз түркүмлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш вә нәзәрийәвий билимини әмәлиятта нәтижилик пайдилинишқа шараит яритиш.
Жүмлә
Жүмлә
Оқуғучиларниң яш алаһидилигигә бағлинишлиқ һаятий жүмлиләрни мисалға кәлтүрүш арқилиқ оқуғучиларниң билимини кәңәйтиш.
Биринчи дуниявий уруш
Биринчи дуниявий уруш
Алмута вилайити. Уйғур наһийәси, Ават йезиси, И. Искәндәров намидики оттура мәктәп коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимиси тарих пәни муәллими Музапаров Ерлан Семятович
Л. Н. Толстой. Акула
Л. Н. Толстой. Акула
Муәллим: Асипова Русиям
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси №5 оттура мәктәп Башланғуч синип муәллими Важитова Айнурям Садикжановна
Йәр тәврәш
Йәр тәврәш
Алмута вилайити, Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси, №5 ОМ Азиев Кудрят Нариманович
Пікірлер (0)
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
×