Бізбен байланыс
kum2017@yandex.ru
WhatsApp: +7 705 241 87 47


Сан һәққидә чүшәнчә

28 қазан 2017, Сенбі
Категориясы: Бастауыш сынып
Ана тили 3 синипи
Сан һәққидә чүшәнчә
Мавзу: Сан һәққидә чүшәнчә
Дәрис түри: арилаш
Формиси: топта, жүптә иш, оюн элементлири.
Усуллар: өз ара һәмкарлишиш, диалог арқилиқ оқутуш, тәнқидий ойлашқа тапшурмилар.
Технология: конструктивлиқ оқутуш технологияси.
Мәхсити: Сөз түркүмлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш вә нәзәрийәвий билимини әмәлиятта нәтижилик пайдилинишқа шараит яритиш.
Вәзипиләр:
1. Сан һәққидә чүшәнчисини йеңи билим билән толуқтуруп, башқа сөз түркүмлиридин пәрқини ажритиш маһаритини ашуруш.
2. Мавзу бойичә издинишкә, әқлий әмгәктики төзүмчанлиққа, мәхсәтлик түрдә топ билән ишләшкә, өзиниң вә өзгиләрниң әмгигини адил баһалашқа тәрбийиләш, пәнгә болған қизиқишини ашуруш; эстетикилиқ тәләпләргә мувапиқ ишләшкә адәтләндүрүш, в. б.
3. Тонуп билиш, қобул қилиш, тәнқит нуқтисидин ойлаш қабилийитини вә әс, диққәт, тәпәккүр, зеһин қатарлиқ психологиялиқ жәриянлириниң хизмитини, нутқини, оқуш вә йезиш маһаритини риважландуруш.
Материаллиқ тәминлиниши: интерактив тахта, карточкилар, сүрәтләр, баһалаш тахтиси -«Бәйгә», кластер, маркер, фломастерлар.
Алдин - ала берилидиған тапшурмилар: көк кит һәққидә әхбарат топлаш, физминутка тәйярлаш.
Күтүлидиған нәтижиләр:
- проблемини көрүп, ениқлап, йешиду;
- сөз түркүми - сан һәққидә қаидини билиду;
- сөз түркүмлирини ажритиду;
- мавзу бойичә әхбарат топлайду; өз пикрини әркин баянлайду;
- тәнқидий ойлайду, тәпәккүр қилиду;
- өзини вә өзгиләрни адил баһалайду.
1. Түгәлләш
2. Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
а) материаллиқ тәминлиниши
ә) психологиялиқ вәзийәтни ениқлаш
Тренинг:
Сүрәтләрдин өзәңларға әң һажәт дегән хусусийәтни таллавелиңлар.
Чақмақтәк... чапсан вә чаққан амал тапайли.
Мончақтәк... чирайлиқ вә тизип язайли.
Калькулятор... хата кәтмәйли.
Кучулидәк... қийин вәзийәттин йол тапайли.
Алма дәриғидәк... йемишлик әмгәк қилайли.
3. Топқа бөлүш:
"4 сүрәт, 1 жавап"
4 сүрәткә қарап 1 жавап тепиш һажәт
Топ қаидисини әскә елиш.
Топ башчисини сайлаш.
Өй ишини тәкшүрүш вә баһалаш: 369 - көнүкмә.
А) Көнүкминиң шәртини әскә елиш.
Ә) Тәкшүрүш:
Биз биринчи сменида оқуймиз. Синипта оттуз бала бар. Униң он алтиси - оғул, он төрти - қиз. Синипта бәш бала - әлачи, он үчи - зәрбидар. Мән достум Муһәббәт билән иккинчи партида олтиримән.
Б) Әнди мошу көнүкмидики мәтинни өзимизниң синиптики вәзийәт билән бағлаштуруп ейтип көрәйли.
В) Ким русчә вә қазақчә ейтип берәләйду?


Алмута шәһири
М. Һәмраев намидики умумий билим беридиған мәктәпниң
башланғуч синип муәллими - Ильясова Гульвера Нурлановна

Сан һәққидә чүшәнчә жүктеу
1 747
0
  • 0
0 дауыс


Жаңалықтар
Мәтинниң асасий түрлири
Мәтинниң асасий түрлири
Тонуп - билиш, тәнқидий ойлаш ихдтидарини ашураш вә сөзләш қабилийитини риважландуруш, вә әс, диққәт, тәпәккүр, зеһин қатарлиқ психологиялиқ процесслириниң хизмитини, нутқини, бармақ моторикисини риважландуруш.
Л. Н. Толстой. Акула
Л. Н. Толстой. Акула
Муәллим: Асипова Русиям
Симфониялик музыка
Симфониялик музыка
Алматы облысы, Ұйғыр ауданы, Дүбін орта мектебі музыка пәни муәллими: Розахунов Владимир Амзахунович
Заманивий муәллим-заманивий дәрис
Заманивий муәллим-заманивий дәрис
Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси №5 оттура мәктиви тарих пән муәллими: Садыкова Ранагуль Ибадуллаевна
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси №5 оттура мәктәп Башланғуч синип муәллими Важитова Айнурям Садикжановна
Пікірлер (0)
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
×