Бізбен байланыс
kum2017@yandex.ru
WhatsApp: +7 705 241 87 47


Симфониялик музыка

30 қаңтар 2014, Бейсенбі
Категориясы: Музыка
Дәрисниң мавзуси: Симфониялик музыка

Дәрисниң мәхсити: І. Оқуғучиларға симфониялик музыка жанри вә
униң түрлири билән тонуштуруш.
ІІ. Оқуғучиларниң кәспий музыка сәнъитигә
болған қизиқишини ашуруш.
ІІІ. Хәлиқниң мәдәнийитини, сәнъитини
иззәтләйдиған, милләтпәрвәр пухра
тәрбийиләш.

Дәрисниң түри: Йеңи мавзу.
Пән ара бағлиниш: әдәбият, сүрәт.
Қоллинилидиған усул: чүшәндүрүш, сөһбәт, музыка тиңшаш, соал - жавап.
Көрнәклик қураллар: дәрислик, схемилар, сүрәтләр, равап, карточкилар, DVD в. б.

Дәрисниң бериши
І. Уюштуруш қисими: Саламлишиш, Қазақстан Жумһурийитиниң Әнұранини
әткүзүш, оқуғучиларниң зеһини дәрискә жәлип қилиш.

ІІ. Өй тапшурмисини сораш:
1. ХІҮ - ХҮІ әсирдики музыка сәнъити һәққидә сөзләп бериңлар?
2. Кантата дегинимиз немә?
3. Опера, ориоза һәққидә чүшәндүриңлар?
4. Георг Фридрих Гендельниң қандақ әсәрлири бар?
5. Оратория дегинимиз немә?

ІІІ. Өткән мавзулар бойичә билимини тәкшүрәш:
Оқуғучиларға өткән мавзулар бойичә соаллар қоюш арқилиқ билимини тәкшүрәш(карточкиларни тарқитиш арқилиқ)

1 - карточка
1. Опера дегинимиз немә?
2. Опериға хас асасий аталғуларни атаңлар?
3. Или муқамлири билән Қәшқәр муқамлири арисида қандақ айримчилиқлар бар?
2 - карточка
1. Хотән муқамлири ШУАР ниң қайси жайлириға кәң таралған?
2. Қәшқәр, Хотән, Или муқамлиридики йетәкчи сазларни атаңлар?
3. Вариация дегинимиз немә?

3 - карточка
1. Асасий динамикилиқ бәлгүләрни атаңлар?
2. Рондо дегинимиз немә?
3. Өлчәмниң асасий нәччә түри бар?

ІҮ. Мәхсәт қоюш:
Оқуғучиларға симфониялик музыка жанри вә униң түрлири билән тонуштуруш арқилиқ, хәлиқләрниң мәдәнийитини, сәнъитини иззәтләйдиған, милләтпәрвәр пухра тәрбийиләш.

Ү. Йеңи мавзу:
Балилар, бүгүн биз Симфония музыкикиси мавзусида симфония вә униң жанрлири билән тонушимиз.
«Симфония»- грек сөзи болуп, «тавушлар бирләшмиси» дегән мәнани билдүриду.
Симфониялик музыка - бу оркестрға беғишланған һәжими чоң музыкилиқ әсәр.
Әслидә у төрт қисимдин ибарәт болиду. Бәзидә униңдинму көп яки аз болуши мүмкин. Симфониялик музыка жанрлириға симфониетта, симфониялик картина, симфониялик поэма, оркестр вә айрим әсвапқа арналған концерт, сюита, увертюра ятиду.
Симфониетта – һәжими жәһәттин кичик симфония.
Симфониялик картина – бир қисимдин ибарәт симфониялик әсәр болуп, әслидә у тәбиәт мәнзирилирини тәсвирләйдиған симфония.
Симфониялик поэма – хәлиқ һаятидин елинип, тарихий чинлиқни, әркинлик үчүн күрәшни яки тәбиәт көрүнүшлирини баян қилидиған бир қисимлиқ әсәр.
Симфониялик концерт – йәккә (яки бир нәччә) әсвап вә оркестрға бееғишланған әсәр.
Симфония өзиниң маһийитигә бағлиқ, гоя трагедиягә, драмиға, лирикилиқ поэмиға, қәһриманлиқ дастанға охшайду. Симфонияни әдәбияттики һәжими чоң драма роман билән баравәрләштүрүш мүмкин.
Симфониялик оркестр – музыкилиқ әсәрләрни тарлиқ, камәнчилик, пүвдәп, чекип чалидиған саз әсваплирини бирләштүрүп ижра қилидиған тәркиви чоң музыкилиқ коллектив.
Мана мону схемидин биз окестрниң орунлиниш тәртивини көримиз.

Назар аударыңыз! Жасырын мәтінді көру үшін сізге сайтқа тіркелу қажет.
2 810
0
  • 0
0 дауыс


Жаңалықтар
Мәтинниң асасий түрлири
Мәтинниң асасий түрлири
Тонуп - билиш, тәнқидий ойлаш ихдтидарини ашураш вә сөзләш қабилийитини риважландуруш, вә әс, диққәт, тәпәккүр, зеһин қатарлиқ психологиялиқ процесслириниң хизмитини, нутқини, бармақ моторикисини риважландуруш.
Жүмлә
Жүмлә
Оқуғучиларниң яш алаһидилигигә бағлинишлиқ һаятий жүмлиләрни мисалға кәлтүрүш арқилиқ оқуғучиларниң билимини кәңәйтиш.
Тәсвирий сәьәт түрлири билән жанрлири
Тәсвирий сәьәт түрлири билән жанрлири
Алмута облиси, Уйғур наһийәси, Ават йезиси И Искәндәров намидики оттура мәктәпниң тәсвирий сәнъәт муәллими Кейинова Чолпаням
Л. Н. Толстой. Акула
Л. Н. Толстой. Акула
Муәллим: Асипова Русиям
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси №5 оттура мәктәп Башланғуч синип муәллими Важитова Айнурям Садикжановна
Кавказ хәлиқлириниң музыкиси
Кавказ хәлиқлириниң музыкиси
Алматы облысы, Ұйғыр ауданы, Дүбін орта мектебі Музыка пәни муәллими: Розахунов Владимир Амзахунович
Пікірлер (0)
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
×