Бізбен байланыс
kum2017@yandex.ru
WhatsApp: +7 705 241 87 47


Өлкәмдә Норуз

08 ақпан 2014, Сенбі
Категориясы: Бастауыш сынып
Мавзуси: Өлкәмдә Норуз!
Мәхсити: 1. Оқуғучиларға түркий хәлиқләрниң Жил беши мәйрими болуп һесаплинидиған Норуз мәйрими тоғрисида чүшиник бериш.
2. Сәһнә мәдәнийитигә үгитиш. Шеирларни ипадилик оқуш, нахшиларни жараңлиқ ейтиш, Норуз тоғрисидики чүшәнчилирини әркин йәткүзүш ихтидарлирини ашуруш.
3. Өз хәлқиниң қедимидин келиватқан урпи - адәтлирини, әнъәнилирини қәдирләшкә, оқуп үгинишкә тәрбийиләш.
Дәрис түри: Әдәбий - музыкилиқ кәч
Зални безәндүрүш: Норуз тоғрисидики шеир, мақал - тәмсилләр, Сәһнә баһар пәслигә лайиқлаштуруп ясилиду: Чечәклигән өрүк дәриғи, қариғожа угиси, қуяш, егиз - пәс учуп жүргән қалиғачлар, шахлири егилип турған мәжнун тал вә. б көрүнүшләр.
Кәч синиптики оғул - қизларниң орунлишидики «Долан - мәшрәп» уссули билән башлиниду.
1 - жүргүзгүчи: Һөрмәтлик устазлар, ата - анилар, оқуғучилар. Күлүмсиригән нурлуқ қуяш билән қазақ даласиға Йеңи жил кәлди. Йеңи жил - бәхит жили, течлиқ жили болсун.
2 - жүргүзгүчи: Қәдирлик, улуқ күн болған Норуз мәрикисидә тиләклириңлар қобул болсун. Норуз тоюңлар мубарәк болсун!
1 - ж. Тиңшаңлар, тиңшаңлар,
Бошқа қарап турмаңлар.
Норуз тойи башланди,
Қизиқтин сирт қалмаңлар.
2 - ж: Норуз кәлсә, қут бәрикәт кәлгини ва хәлайиқ!
Ишик ечип, әл боп қарши алайлуқ!
Көрүнүш: «Норуз дуаси» Сәһнигә ешәк мингән икки бовай момайлири билән чиқиду.
- Иләһә амин! Амин
- Ей яратқучи Алла! Сән һәммидин улуқсән! Һәммидин меһрибансән! Пүткүл мәдһийәләр саңа лайиқтур!
Мана өлкимиздә Мубарәк Норуз ейиму қәдәм тәшрип қилипту. Бу ай, бу жил елимиз, хәлқимиз үчүн бәрикәтлик, течлиқ жили болсун. Һей, пәрвәрдигарим, инсанларға инсап - иман ата қилғайсән.
Амин! Аллаһу әкбәр! (сәһнидин чиқип кетиду)
Нағра садаси яңрайду.
1 - ж: Той башланди, Норуз кәлди, Хуш хәвәр!
Норуз кәлди бүгүн пүткүл аләмгә.
Барчә инсан бәхит қучуп күлсун дәп,
Тәбиәтму күлүп бақти адәмгә
2 - ж: Норуз кәлди,
Өлкәмгә баһар кәлди.
Қайнақ әмгәк садаси қатар кәлди
Етизларни сеғинған мәрт деханлар,
Нахшисини яңритип маңар әнди.
Нағра садаси, яңрап, сәһнигә дүмбисигә кәтмән артқан деханлар, қолиға дәстә нан тутқан, норуз чашқисини чачқан қизлар чиқиду.
«Дехан етизда» көрүнүш. Сүнәй музыкиси астида деханлар етиз ишлириниң башлинишини көрситиду.
2 - ж Балилар силәр биләмсиләр 22 - март күни күн билән түн тәңлишиду.
Күн: Нури мол күнмән.
Түн: Юлтузи көп түнмән.
Иккиси: Бүгүн бизләр бирдәк боп,
Тәңлишимиз дост болуп.
Түн: Һә, әтә күн узақ.
Күн: Түн қисқирар бирақ.
Иккиси: Уйқуңлар қанмай қелип,
Жүрмәңлар йәнә бирақ.
Уссул: «Таң садаси» Айданәм йешил майсә болуп, « Таң садаси» музыкисиға уссул ойнайду.
Уссулдин кейин оқуғучилар Норуз һәққидики шеирларни, мақал - тәмсилләрни қатар туруп ейтиду.
2 - ж: Рәбийәм сиз қандақ балилар оюнлирини билисиз?
1 - ж: Шатнура һазир биз резинка, фишка болмиса сотка телефондин оюнларни ойнаймиз.
2 - ж: Рәбийәм, у оюнларниң бирәр тәрбийәвий әһмийити барму?!
Мана мениң момам соткидин ойнайдиған оюнлар зиян, көзүңниң нурини еп кетиду дәйду. Әнди қедимдин келиватқан уйғур балилириниң оюнлири достлуққа, әмгәкчанлиққа, өмлүккә дәвәт қилиду.
1 - ж: Қени ундақ болса биз узақ жиллардин бери ата - бовилиримиз тәрипидин ижат қилинип вә шуниңдин бери Норуз мәйрәмлиридә балилар арисида ойнап, сақлинип келиватқан оюнлардин бир қанчисини диққитиңларға тәғдим қилимиз.
Миллий оюнлардин көрүнүш: Ей, ақ таш, көк таш, дәрия бойида сүзүк таш,
Ойнайдиғанлар барму?
Ақ таш, көк таш, яр бойида сериқ таш,
Ойнайдиғанлар чиқиңлар.
Бу вақитта бәзи балилар бүгүнки заманивий оюнларни ойнап турған көрүнүштә болиду.
Фишка, резинка оюнлиридин үзүндә,
Ирадәмниң сөзи: Балилар бу немә қилғиниңлар? Биз, уйғур хәлқиниң милий оюнлири көпқу. Келиңлар һәммимиз шу оюнларни ойнайли.
«Чөшүрәм қайнайду» оюнидин үзүндә.
«Ақтерәк, аппақ терәк» оюнлирини балилар ойнап көрситиду.
«Миллий таамлар көргәзмиси» уюштурулуп, оқуғучилар һәр бир таамни тонуштуруп чиқиду.
- Нахша «Ана тилим» Қудрәт орунлайду.
- Нәсирдин әпәнди ләтипилиридин үзүндиләрни көрситиш.
- Уссул «Чирайлиқ» орунлиғучи Ирадәм
- Нахша «Норуз кәлди» хор билән орунлайду.
1 - 2 - жүргүзгүчиләр: Әзиз меһманлар шуниң билән 2 «ә» синип оқуғучилири тәрипидин тәйярланған «Өлкәмдә Норуз» намлиқ кечимиз тамам болди. Диққитиңларға рәхмәт.
8 867
0
  • 0
0 дауыс


Жаңалықтар
Жүмлә
Жүмлә
Оқуғучиларниң яш алаһидилигигә бағлинишлиқ һаятий жүмлиләрни мисалға кәлтүрүш арқилиқ оқуғучиларниң билимини кәңәйтиш.
Биринчи дуниявий уруш
Биринчи дуниявий уруш
Алмута вилайити. Уйғур наһийәси, Ават йезиси, И. Искәндәров намидики оттура мәктәп коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимиси тарих пәни муәллими Музапаров Ерлан Семятович
Л. Н. Толстой. Акула
Л. Н. Толстой. Акула
Муәллим: Асипова Русиям
Қазақ ханлиғиниң қурулуши. (Билингивальді оқыту)
Қазақ ханлиғиниң қурулуши. (Билингивальді оқыту)
Ғалжат оттура мәктиви тарих пениниң муәллими Хамраева Муһәббәтхан Жалалдинқизи
Кавказ хәлиқлириниң музыкиси
Кавказ хәлиқлириниң музыкиси
Алматы облысы, Ұйғыр ауданы, Дүбін орта мектебі Музыка пәни муәллими: Розахунов Владимир Амзахунович
Йәр тәврәш
Йәр тәврәш
Алмута вилайити, Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси, №5 ОМ Азиев Кудрят Нариманович
Пікірлер (0)
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
×