Бізбен байланыс
kum2017@yandex.ru
WhatsApp: +7 705 241 87 47


Чөчәкләр елидә

29 қаңтар 2014, Сәрсенбі
Категориясы: Бастауыш сынып
Дәрис мавзуси: Чөчәкләр елидә (3 - синип)
Дәрис мәхсити: 1. Оқуғучиларниң оқуш дәрислигидә «Хәлиқ еғиз ижадийити» бөлүми бойичә алған билимини йәкүнләш.
2. Раван сөзләш, өз ой - пикирини әркин йәткүзүш, чөчәк мәзмуни бойичә рольларға бөлүнүп ойнаш, ипадилик оқуш ихтидарлирини ашуруш.
3. Өмлүккә, достлуққа, б илимликкә, топ билән ишләшкә тәрбийиләш.
Дәрис түри: өткәнни йәкүнләш
Дәрис типи: мусабиқә
Дәрис усули: сөһбәт, соал - жавап, көрситиш
Көрнәклиги: мақаллар, чөчәк қәһриманлириниң сүрәтлири, карточка, шар, гүл вә. б

Дәрисниң бериши:
I Синипни уюштуруш: дәрискә диққитини жәлип қилиш, Психологиялик тәйярлиқ.»Мән әдәплик балимән»
II Мәхсәт қоюш: «Чөчәкләр елидә» мавзуси бойичә мусабиқә дәрисини өткүзүш.
III Мусабиқә шәрти билән тонуштуруш.
1. Синипни икки топқа бөлүш.
2. Топ башчилирини ениқлаш.
3. Мусабиқә турлири билән тонуштуруш.
4. Адил қазиларни сайлаш.

Чөчәк - хәлиқ еғиз ижадийитиниң бир түри болуп, қедимидин келиватқан хәлиқниң бебаһа мираси. Чөчәкни сөйүп тиңшайдиғанму, сөйүп ейтидиғанму балилар. Чөчәк арқилиқ яхши билән яманни, надан билән данани, һәқ билән наһәқни айришни үгинип, һаятқа болған көз қаришимиз өзгириду. Бүгүн биз силәр билән оқуш дәрислигидә тонушқан чөчәклиримиз үстидә йәкүнләш дәрисини өткүзимиз. Қени һәммимиз мусабиқигә паал қатнишип, тапқурлуғумизни зерәклигимизни, билимимизни көрситәйли.

1. Ким зерәк?
Оқуғучилар карточкидики соалларға жавап бериши керәк.
Һәр бир оқуғучи бир картточка елип соалға жавап бериду. Әгәрдә жавап йоқ болса, топидики оқуғучилар жавап беришқа болиду.
№1. Хәлиқ еғиз ижадийити дегинимиз қандақ ижадийәт?
№ 2. Хәлиқ еғиз ижадийитигә немиләр ятиду?
№3. Падиша немишкә Һәсәнни өз орниға сайлиди?
№4. Қази һелигәрни қандақ жазалиди?
№5. Патимә достлирини момайдин қутулдуруш үчүн қандақ һелә ишләтти?
№ 6. Қиз немә сәвәптин ғожун асқан жигитни яқтуруп қалди?
№7 Шаһниң төмүрчигә» Бу таққа қачан қар чүшти?» дегини қандақ мәнани билдүриду?
№8. Тоху немә сәвәптин өдәккә көрәңлиди?
№9. Немә сәвәптин пақа өлүп қалди?
№10». Шаһ билән төмүрчи» чөчигидики қәһриманлар кимләр?

2 - тур «Өй тапшурмиси»
Һәр бир топ бир чөчәкни рольларға бөлүнүп, сәһнилик көрүнүш көрситиду.

3 - тур «Ким тапқур?»
Чөчәктин үзүндә оқулиду, оқуғучи давамлаштуриду.
1. « Ордиға мәмликәтниң һәммә жайлиридин балилар келишкә башлапту. Улар рәңму – рәң гүлләр өскән таштәкләрни көтәргән екән.
2. Әтиси қази шәһәрдин чиқип, дәрәқниң йениға кәлди. Тамашә қилиш үчүн бир топ адәм қазини әгишип кәлгән еди.
3. Қизлар дәрия бойиға келип қапту. Дәрияда наһайити чоң бир тимсақ үзүп жүргидәк. Патимәниң достлири қорққинидин жиғлап кетипту.
4. Шундақ қилип, өзини көрситидиғанлар арқа - арқидин мәйданға чүшүпту.
4 - тур «Ким чапсан?»
Мақалларниң беши ейтилиду ахирини оқуғучи тез давамлаштуруши керәк. Топ башчилириниң мусабиқиси.

1 - топ башчисиға
- Адәмниң үзигә бақма, сөзигә бақ.
Көңүл ағиртқан дост әмәс, мәйдә ағиртқан аш әмәс.
Бирлик болмай, тирикчилик йоқ.
Йәр – һосулниң аниси, әмгәк униң атиси
Әқилсизгә баш болғичә, әқилликкә қул бол.
Батур оқтин қорқмайду, әқил - доқтин.

2 - топ башчисиға
Яхшидин ат қалиду, ямандин дат қалиду.
Бирлик бар йәрдә инақлиқ бар.
Өмлүшүп қилған әмгәк үнүмсиз қалмас
Тәр төкүп чачсаң уруқ, йәр сени қоймас қуруқ
Ғәйрити бар кишиниң, берикити бар ишиниң
Әқиллик - жутниң чакаси, надан жутниң накаси

IV Йәкүнләш
«Чөчәкләр елидә» мусабиқисигә паал қатнашқиниңлар үчүн оқуғучиларға көп рәхмитимни ейтимән. Чөчәк яманлиқтин нери болуп, яхшилиққа, адаләтпәрвәрликкә, һәқиқәтчиликкә, әмгәкни сөйүшкә билимликкә дәвәт қилиду. Силәрму чөчәк қәһриманлиридәк әқиллик, һүнәрвән болуңлар. Әндики сөзни адилқазиларға берәйли. Адил қазилар йәңгән топни ениқлап, мукапатлайду

V Баһалаш: Дәрискә паал қатнашқан оқуғучилар баһалиниду.
4 339
0
  • 0
0 дауыс


Жаңалықтар
Жүмлә
Жүмлә
Оқуғучиларниң яш алаһидилигигә бағлинишлиқ һаятий жүмлиләрни мисалға кәлтүрүш арқилиқ оқуғучиларниң билимини кәңәйтиш.
Л. Н. Толстой. Акула
Л. Н. Толстой. Акула
Муәллим: Асипова Русиям
Қазақ ханлиғиниң қурулуши. (Билингивальді оқыту)
Қазақ ханлиғиниң қурулуши. (Билингивальді оқыту)
Ғалжат оттура мәктиви тарих пениниң муәллими Хамраева Муһәббәтхан Жалалдинқизи
Симфониялик музыка
Симфониялик музыка
Алматы облысы, Ұйғыр ауданы, Дүбін орта мектебі музыка пәни муәллими: Розахунов Владимир Амзахунович
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси №5 оттура мәктәп Башланғуч синип муәллими Важитова Айнурям Садикжановна
Йәр тәврәш
Йәр тәврәш
Алмута вилайити, Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси, №5 ОМ Азиев Кудрят Нариманович
Пікірлер (0)
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
×