Бізбен байланыс
kum2017@yandex.ru
WhatsApp: +7 705 241 87 47


Юлтузлуқ пәйт

10 ақпан 2014, Дүйсенбі
Категориясы: Бастауыш сынып
Синиптин сирт дәрисниң мавзуси: Юлтузлуқ пәйт
Сииптин сирт дәрисниң мәхсити: Оқуғучиларға һәр тәрәплимә вә һәр пән бойичә тапшурмилар орунлаш арқилиқ билим елишқа болған қизиқишини, издинишини риважландуруш, мусабиқигә чүшиш мәдәнийитини тәрбийиләш
Синиптин сирт дәрисниң түри: мусабиқә
Синиптин сирт дәрисниң көрнәклиги: ӘТВ, юлтузчилар
Синиптин сирт дәрисниң бериши

І. Уюштуруш қисим

Оқуғучиларни синиплар бойичә топларға бөлүш
Психологиялик тренинг
ІІ. Киришмә қисим
Оюнниң мәхситини чүшәндүрүш
Адилқазилар әзалири билән тонуштуруш
ІІІ. Асасий қисим
Һәр бир турниң тапшурмисини чүшәндүрүш, һәр бир дурус жавапқа бирдин юлтузчә бериш
І - тур. Әқиллиқ уқар, билимлик биләр. Әжайип шота
Биринчидин соалға
Дурус жавап тапимиз.
Жававини чақмаққа,
Сол тәрәптин язимиз.
1 - топ
«а»
1. Кишнәйдиған һайван
2. Униң билән от - чөп жиғиду
3. Мевә
4. Таамларниң устиси
5. Хуш пурақлиқ көктат
2 - топ
«б»
1. Униң билән тахтиға язиду
2. Мал йәйдиған чөп
3. Йеңи туғулған бала
4. Бағни пәрвиш қилғучи киши
5. Белиқ беқиш, белиқ тутуш билән шуғуллинидиған киши

ІІ - тур. Дудуқлимай тез оқи. Тапшурмини слайд бойичә орунлаш
Тез оқушқа ким уста?
Уста болсаң тез башла.
Һәрипләрни ташлимай,
Мениң билән тәң башла.
1 - топ
Ахшам ақ шамни яқтим,
Ақ шамни ахшам яқтим.
***
Бавдун бова бедиликтә,
Бәш бағ бедә бағлиди.
Балиси Батур билән,
Он бәш бағни бағлиди.
2 - топ
Сөз билән бәрмә вәдә,
Иш билән бәргин вәдә.
***
Илияр илмиди ишикни,
Имин илмиди ишикни.
Ишикни ечип қоюп,
Сәзмәй қалди иссиқни.

ІІІ - тур. Билим билгүчидә,
Әқил сәзгүчидә.

Һазир жавап оюни
Қени, омақ балилар,
Соалларни аңлайли.
Диққәт қилип ойлинип,
Тоғра жавап ейтайли.
1 - топ.
1. Қулуғи узун һайван (тошқан)
2. Дадамниң яки апамниң дадиси (бовам)
3. Тонурда пишқан нанни немә билән алиду? (лахшигир)
4. Қандақ һаләттә китап оқушқа болмайду? (йетип, қараңғуда)
5. Тағда яшиғучи қуш (бүркүт)
6. Баққа ким қарайду? (бағвән)
7. Тавушни билдүрмәйдиған һәрипләр(ъ, ь)
8. Оюнға қатнашқучи (оюнчи)
9. Уйғур хәлқиниң бүйүк композитори ким? (Қуддус Ғожамияров)
10. Әтияз айлири (март, апрель, май) қазақ тилида (наурыз, сәуір, мамыр)
2 - топ.
1. Күз айлири (сентябрь, октябрь, ноябрь) қазақ тилида (қыркүйек, қазан, қараша)
2. Һәр қолуңда нәччә бармақ бар? (бәш)
3. Дукан хизмәтчиси (сетиқчи)
4. Нанни немә билән яқиду? (йәңлик)
5. Бовамниң оғли маңа ким болиду? Акам әмәс, укам әмәс (дадам)
6. Педагог дегән ким? (муәллим)
7. Самолеттин немә билән сәкрәйду? (парашют)
8. Тәркивидә «я» һәрипи келидиған айлар (сентябрь, октябрь, ноябрь, январь)
9. Қурутилған мевә қандақ атилиду? (қақ)
10. Бензинни немидин алиду? (нефть)
Сәгәклик минут

ІV - тур. Грамматикилиқ оюн - тапшуруқлар.
1 - топ.
Ким немә қилди?
Равапни... Рамахун алди
Кавапни... Қавахун бәрди
Жавапни... Желлахун чалди
Совапни... Сопахун йеди
2 - топ.
Неминиң немиси бар?
Қулупниң... ачқучи
Ишикниң... қари
Қишниң... йопурмиғи
Дәрәқниң... сүти
Сийирниң.. тутқучи
Аниниң... меһри

V - тур. Блиц турнир
Һесаплашни биләмсиләр?

1 - топ.
1. Бүгүн числоға нәччә? Һәптиниң нәччинчи күни?
2. Үч күн бурун числоға нәччә болған еди?
3. Чаршәнбидин бир күн өтүп, қайси күн келиду?
4. Үч чашқанниң нәччә қулиғи бар?
5. Икки ешәкниң нәччә қуйруғи бар?
2 - топ.
1. Сән вә мән. Мениң билән сән. Иккимиз қанчә?
2. Бир жилда нәччә пәсил бар?
3. 16 - декабрь қандақ күн?
4. Сениңда қандақ жүп санлар бар?
5. Бир жилда нәччә ай бар?
1 - топ
1. Үч ака - укиниң бирдин сиңлиси бар. Аилидә барлиғи нәччә бала бар? 4
2. Бир қазандин бәш қасқан манта чиқипту. Бәш жозида бәштин, олтарған кишиләргә бәштин тегипту. Адәм қанчә? Манта қанчә? 25 адәм, 125 манта
2 - топ
1. Әгәр тоху бир пути билән турса 2 кг болиду.
2 пути билән турса нәччә кг болиду? 2кг
2. Бир дәрәқтә 12 шах,
Һәр шахта оттуздин йопурмақ,
Йопурмақларниң бир тәрипи қара,
Бир тәрипи ақ? 1 жил, 12 ай, 30 күн, кечә вә күндүз

IV. Йәкүнләш қисим
Адилқазилар әзалириға сөз бериш. Йеңип чиққан топни алқишлаш
2 698
0
  • 0
0 дауыс


Жаңалықтар
Жүмлә
Жүмлә
Оқуғучиларниң яш алаһидилигигә бағлинишлиқ һаятий жүмлиләрни мисалға кәлтүрүш арқилиқ оқуғучиларниң билимини кәңәйтиш.
Л. Н. Толстой. Акула
Л. Н. Толстой. Акула
Муәллим: Асипова Русиям
Қазақ ханлиғиниң қурулуши. (Билингивальді оқыту)
Қазақ ханлиғиниң қурулуши. (Билингивальді оқыту)
Ғалжат оттура мәктиви тарих пениниң муәллими Хамраева Муһәббәтхан Жалалдинқизи
Симфониялик музыка
Симфониялик музыка
Алматы облысы, Ұйғыр ауданы, Дүбін орта мектебі музыка пәни муәллими: Розахунов Владимир Амзахунович
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
Уйғур наһийәси, Чонжа йезиси №5 оттура мәктәп Башланғуч синип муәллими Важитова Айнурям Садикжановна
Пікірлер (0)
Ақпарат
Қонақтар,тобындағы қолданушылар пікірін білдіре алмайды.
×